Биз өзимизниң қачан, қәйәрдә, қандақ шәкилдә өлидиғанлиғимизни алдин-ала билмәймиз. Лекин һәзрити Әйса қачан, қәйәрдә һәм қандақ өлидиғанлиғини билгән һәм У Өзиниң өлүп үчинчи күни өлүмдин тирилидиғанлиғиниму билгән. Һәзрити Әйса шагиртлириға мундақ дегән: «Мана биз һазир Йерусалимға кетиватимиз. Инсан Оғли алий роһанийлар вә Тәврат устазлириға тапшурулиду. Улар Уни өлүм ж,азасиға мәһкүм қилип, римлиқларға тапшуруп бериду. Римлиқлар Уни мәсқирә қилип, қамчилап, чапрас яғачқа миқлайду. Лекин У үчинчи күни қайта тирилиду». Мәтта 20:18-19
Бир нәччә қетим һәзрити Әйсаниң һаяти қийин әһвалға чүшүп қалиду. Бирақ У «Мениң вақтим техи кәлмиди» дәйду. Һәзрити Әйса инсанлар үчүн өлидиған вақитниң техи йетип кәлмигәнлигини биләтти.
Диний йетәкчиләр һәзрити Әйсани өч көрәтти, амал тепип Уни өлтүрүветишни ойлатти, улар немә үчүн һәзрити Әйсани яман көрүп Уни өлтүрүшни ойлайду? Уларниң Һәзрити Әйсани яман көрүшиниң сәвәви, Униң Өзини Худа дәп атиғанлиғида! Бир қетим улар қоллириға таш елип, Уни чалма-кесәк қилип өлтүрмәкчи болушида. Һәзрити Әйса улардин: «Мән Атамдин кәлгән яхши иш, мөж,үзиләрни силәргә көрсәттим, силәр қайси иш үчүн Мени өлтүрмәкчи болисиләр? Дәп сориғанда, улар һәзрити Әйсаға: «биз Сениң қилған яхши ишлириң үчүн Сени өлтүрмәймиз, бизниң Сени өлтүришимиздики сәвәп, Сән күпүрлүк қилдиң. Сән адәм туруп, Өзәңни Худа билән тәң орунға қойдуң», дейишти.