☰
Асасий бәт
Муқәддәс китап
Кона Әһд
Йеңи Әһд
Дәрисләр
Аудио дәрисләр.
Видео дәрисләр
Текстлар
Мәдһийә нахшилири
Аудио форматта йезилған Мәдһийә нахшилар.
Видео нахшилар
Нахшиларниң сөзи
Текстлар
Худа улук
Әйса билән дидарлишиң
Биз билән алақилишиң
Previous
Next
Article Мақалә архиви
Июнь 2024
Май 2024
Апрель 2024
Август 2022
Сентябрь 2021
Август 2021
Июль 2021
Июнь 2015
Декабрь 1969
Һәзрити Әйса адәмләрниң қудрити йәтмәйдиған ишларни қилди
29 Июнь 2015
Һәзрити Әйса Өзини Худа дәп атапла қалмастин, бәлки йәнә әж,айип мөж,үзиләрни көрситиш арқилиқ Өзиниң Худа екәнлигини намайән қилди.
Бир қетим Һәзрити Әйса Өз шагиртлири билән биллә кемигә олтирип сәпәргә чиқиду. Һәзрити Әйса ухлап қалған чағда, деңизда қаттиқ боран чиқип кетиду. Униң шагиртлири кеминиң өрүлүп, өзлириниң һалак болишидин қорқушуп кетиду вә һәзрити Әйсани ойғитип; – Устаз, ғәриқ болуш алдида туримиз, бизни қутулдурғайсиз! – деди
– Неманчә қорқисиләр, ишәнчиңлар немә дегән аж,из! – деди һәзрити Әйса вә орнидин туруп, боран-чапқун вә долқунларға буйруқ қилди. Шуниң билән боран вә долқунлар пүтүнләй тиничланди. Шагиртлар интайин һәйран болуп, бир-биригә: – Бу зади қандақ Адәмду? Һәтта боран вә долқунларму Униң гепини аңлайдикән һә! – дәп кетишти.
– Шундақла Һәзрити Әйса яман роһни ғалибә қилиш қудритигә егә. Яман роһ шәйтанниң қули болуп, у көпинчә вақитларда адәмләрниң қәлбигә кирип, адәмләрни наһайити қорқунучлуқ болған яман ишларни қилғузиду. Һәзрити Әйса яман роһқа буйруқ бәргәндә, яман роһ һәзрити Әйсаниң Худа Оғли екәнлигини тонуп, Униң буйруғиға бойсуниду. Бу ишни көргән кишиләр интайин һәйран болушуп: «Униң сөзлири немә дегән күчлүк! У дәрвәқә ж,инларға буйруқ қилиш һоқуқи вә қудритигә егә екән! Ж,инлар растинла чиқип кәтти, – дейишти». Луқа 4:36
Пикирләр...
Пикир қалдурмиған
Пикриңизни қалдуруң ...
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.