☰
Асасий бәт
Муқәддәс китап
Кона Әһд
Йеңи Әһд
Дәрисләр
Аудио дәрисләр.
Видео дәрисләр
Текстлар
Мәдһийә нахшилири
Аудио форматта йезилған Мәдһийә нахшилар.
Видео нахшилар
Нахшиларниң сөзи
Текстлар
Худа улук
Әйса билән дидарлишиң
Биз билән алақилишиң
Previous
Next
Уйғурчә
0:00
Радиони бу йәрдин аңлиялайсиз
яки
Article Мақалә архиви
Июнь 2024
Май 2024
Апрель 2024
Август 2022
Сентябрь 2021
Август 2021
Июль 2021
Июнь 2015
Декабрь 1969
Гуна бу дунияда зади қандақ пәйда болди?
26 Июнь 2015
Худа бу дунияни яратқан чағда, һәммә ишлар наһайити гөзәл еди. Лекин һазир ундақ гөзәл болмай қалди. Биздә һазир кесәллик билән өлүм мож,ут; һәммә ж,айда өчмәнлик билән уруш бар. Һәммә адәм наһайити шәхсийәтчи вә наһайити яман. Гуна Худаниң бу гөзәл дуниясини бузувәтти.
Гуна адәмниң қәлбигә қандақ кирди? Муқәддәс китап бу ишлар тоғрисида бизгә ейтип берәләйду. Алди билән Люцифер исимлиқ периштә Худадин йүз өригән, андин адәмму уларға әгишип Худаға қарши чиқти.
1) Худа периштәләрни яратқанда, бир периштәни периштәләрниң башлиғи қилип тайинлиған. Униң исми Люцифер еди. У әң чирайлиқ, әң қабилийәтлик вә әң әқиллиқ периштә еди. У дәсләптә яритилғанда Худани сөйәтти вә Униңға тамамән бойсунатти. Кейин Люцифер Худаға қарши чиқиш йолини таллиди. Чүнки у бәк чирайлиқ вә наһайити иқтидарлиқ болғачқа, униң қәлби махтиниш вә һакавурлуқ билән толған еди. У өзини мән Худа болушум керәк, дәп ойлиди. Шуниң билән у Худаға қарши чиқти. У өз көңлидә мундақ дәйду: «Мән асманға чиқишим керәк, мән өзәмниң тәхтини Худаниң барлиқ юлтузлириниң үстигә қоюшум керәк; шималниң әң четидики жиғилиш қилидиған тағниң әң жуқурисида турушум керәк; мән асманниң әң үстигә чиқип, Яратқучи болған Худа билән тәң орунда турушум керәк». (Йәшая 14:13-14)
Люциферниң әң чоң гунайи немә? Униң гунайи Худаға қарши чиқиштур. Люциферниң көңлидики ойи мундақ: Мән Худаға бойсунушни халимаймән! Мән өзәм халиғинимни қилимән! Люцифер Худаниң әң жуқури мәртивилик периштәси болушқа қанаәт қилмай, Худаниң орнини талишип, барлиқ мәвж,удатларниң өзигә ибадәт қилишини тәләп қилди. Иж,адийәтниң Яратқучиға қарши чиқиши немә дегән қорқунучлуқ иш һә.
Худа униң қәлбидики яманлиқларни көрүп, уни әң жуқури орундин чүширивәтти. Униң исми шу күндин башлап Люцифер әмәс, шәйтанға өзгәрди. Шәйтан тунж,а болуп Худаға қарши чиққан. Лекин башқа периштәләрму униңға әгишип Худаға қарши чиқти. Шуниң билән шәйтанға әгәшкән периштәләр һалакәткә йүзләнгән периштәләр дәп аталди, һә Худаға садиқ болған периштәләр пак периштәләр дәп аталди.
Пикирләр...
Пикир қалдурмиған
Пикриңизни қалдуруң ...
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.