Бир яш аялни машинини һайдаш чапсанлиғини жуқурлатқанлиғи үчүн сақчилар тохтитиду. Бу иш сотқичә бариду, сот башчиси униңдин:
Гунакар екәнлигиңизни ихрар қиламсиз? Дәп сориғанда у гунасини ихрар қилиду. Сот униңға йүз доллар әйип ахча төләш яки он күн түрмигә қамап қоюш тоғрилиқ һөкүм чиқириду. Андин күтмигән вақиә йүз бериду. Сот башчиси орнидин туруп, сот чапинини йешип қоюп, сот жүргүзгүчи өзи әйип пулни төләйду.
Шунда бу қандақ болғини? Чүнки сот башчиси бу аялниң дадиси еди. У қизини яхши көрәтти, бирақ тоғра әмәллик сотчи болғачқа өз қизиға бола наһәқ кәңчилик қилмиди, әксичә әйиплик қизини жазаға тартти, лекин өзи шу жазани өз зиммисигә елип, қизиниң гунасини жуювәтти.
Бу вақиә Худаниң биз үчүн һәзрити Әйса арқилиқ немә қилғанлиғини толуқ вә рошән чүшәндүриду.
Биз гуна өткүздуқ. «Гуна үчүн берилидиған жаза өлүмдур» Худа бизни шунчә сөйгән болсиму, бирақ У «Өлүм» дәп қарар чиқиришқа мәжбур болди. Сәвәви У адаләтликкә қадир Худа. Худаниң бизгә болған меһир муһәббити шундақ бүйүкки, Әйса Мәсиһ болуп адәм тенидә Өз тәхтидин төвәнгә чүшүп, бизниң гунайимиз үчүн чапрасқа миқлинип өлүп бәдәл төлиди. Мана қериндашлар, Худа бизни шундақ қаттиқ яхши көриду! У һәр дайим адил һөкүм чиқириду!