Муқәддәс китапта Аләмниң яритилиши 26 айәттә ачарчилиқниң болғанлиғи һәққидә йезилған. Амма Исһақ Худаға қулақ салғачқа вә тамамән башқа йол билән меңип, йәни башқа адәмләрниң қиливатқан ишлиридин тамамән башқа нәрсиләрни қалғачқа 26:12 айәттә Худа Исһақни йүз һәссә берикәтлиди дәп йезилған. “Исһақ у йәрдә деханчилиқ қилатти. Пәрвәрдигар униңға бәрикәт бәргәчкә, у жили йүз һәссә һосул алди ” дәп йезилған. Худаға мүмкин әмәс һеч нәрсә йоқ. Адәмниң көзи билән қариғанда мүмкин болмиған нәрсиләр, Худа үчүн мүмкин. Чүнки Худа – Саваоф Худа!!! Буниң мәниси – У Күчлүк Худа дегәнни билдүриду! Шуңа қудрәтлик вә күчлүк Худаға ишиниң! Сизниң ж,ағдайиңизниң қандақ болушидин қәтъий нәзәр, у сизни шу ж,ағдайдин елип чиқишқа тамамән күчи йетиду! Худа сизгә яр болсун қериндишим! Һеч нәрсини вайим йемәң!