☰
Асасий бәт
Муқәддәс китап
Кона Әһд
Йеңи Әһд
Дәрисләр
Аудио дәрисләр.
Видео дәрисләр
Текстлар
Мәдһийә нахшилири
Аудио форматта йезилған Мәдһийә нахшилар.
Видео нахшилар
Нахшиларниң сөзи
Текстлар
Худа улук
Әйса билән дидарлишиң
Биз билән алақилишиң
Previous
Next
Уйғурчә
0:00
Радиони бу йәрдин аңлиялайсиз
яки
Article Мақалә архиви
Июнь 2024
Май 2024
Апрель 2024
Август 2022
Сентябрь 2021
Август 2021
Июль 2021
Июнь 2015
Декабрь 1969
Худа муқәддәстур!
29 Июнь 2015
Худа муқәддәстур!
Худа пактур. Буниң мәнаси Худа пүтүнләй шан-шәрәпкә вә һөрмәткә лайиқ дегәнликтур. Худа һеч қандақ гуна өткүзүп бақмиған. Муқәддәс Китапта қараңғулуқ дегән сөз гунани билдүриду. Шундақла «Худа йоруқлуқтур, Униңда һеч қандақ қараңғулуқ болмайду». 1Йоһан1:5 айәт
Худа пүтүн шан-шәрәпниң Егисидур. Бу Униң пүтүнләй паклиғини вә нур екәнлигини билдүриду. Һеч қандақ адәм Худаниң нури алдида йүзму-йүз туралмайду. Қуяш өз нурини чачқан вақитта, биз униңға тикилип қаралмаймиз, чүнки қуяш нури көзгә зиянлиқ. Худаниң нури қуяш нуридинму парлақ болғачқа, һеч қандақ адәм Худани көрәлмәйду. Муқәддәс Китапта мундақ йезилған: «Худани һеч ким көрүп баққан әмәс» Йоһан1:18 айәт
Худа пәвқуладдә аламәтләр билән Йәшия пәйғәмбәргә гәп қилған. Бу аламәтләр худди чүш көргәндәк болиду. Йәшия пәйғәмбәр Худаниң тәхттә олтарғанлиғини вә нурғун периштәләрниң Худани чөридәп турғанлиғини һәм уларниң жуқури аваз билән Худани мәдһийләп:
«Самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар муқәддәс, муқәддәс, муқәддәстур. Барлиқ йәр-йүзи Униң шан-шәривигә толған! дәватқанлиғини көрди. Йәшая 6:3
Йәшия пәйғәмбәр бу аламәтләрни көргәндә интайин қорқуп кетиду, чүнки у Худаниң муқәддәслигини көргән еди. Йәшия пәцғәмбәр өзиниң муқәддәс Худаниң алдида нәқәдәр гунаға толғанлиғини көрди. У Худаниң алдида тизлинип: «Мениң һалимға вай, мән өлидиған болдум …» дәп зарланди. Йәшая 6:5
Һеч қандақ адәмниң Худани көрүп бақмиғанлиғини сөзләп өттуқ, чүнки биз Худаниң нуриңға бәрдашлиқ берәлмәймиз. Лекин Худаниң муқәддәслиги пәқәт Униң парлақ нур чечип турудиғанлиғида әмәс. Худа йәнә пүтүнләй пактур. Худа мукәммәлдур. Худада қилчиликму гуна яки напаклиқ йоқтур. Чүнки Худа муқәддәс болғачқа, У гунани өч көриду. Һеч қандақ гуна Худаға йеқинлишалмайду. Һәр қандақ гуна Униң муқәддәслиги тәрипидин бит-чит болиду .
Биз өзимизниң шунчилик гунакар, Худаниң шунчилик паклиғини ойлиған чеғимизда, өзимизни мәңгү Худаниң алдиға беришқа мунасип әмәс, дәп һис қилимиз. Амма Худа бизни наһайити сөйгәчкә, бизгә Өз йениға баралайдиған бир йол тәйярлап бәрди.
Пикирләр...
Пикир қалдурмиған
Пикриңизни қалдуруң ...
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.