☰
Асасий бәт
Муқәддәс китап
Кона Әһд
Йеңи Әһд
Дәрисләр
Аудио дәрисләр.
Видео дәрисләр
Текстлар
Мәдһийә нахшилири
Аудио форматта йезилған Мәдһийә нахшилар.
Видео нахшилар
Нахшиларниң сөзи
Текстлар
Худа улук
Әйса билән дидарлишиң
Биз билән алақилишиң
Previous
Next
Article Мақалә архиви
Июнь 2024
Май 2024
Апрель 2024
Август 2022
Сентябрь 2021
Август 2021
Июль 2021
Июнь 2015
Декабрь 1969
Худа муһаббити сизни өзгәртиду!
26 Июнь 2015
Худа муһаббити сизни өзгәртиду!
Һәқиқий меһир-муһәббәт бизниң Худаға көрсәткән меһир-муһәббитимиз әмәс, бәлки Худаниң бизгә көрсәткән меһир-муһәббитидур. Чүнки У бизниң гуналиримизниң кәчүрүм қилиниши үчүн Өз Оғлини қурван болушқа әвәтти.
1 Юһанна 4:10
Худа бизни сөйиду, лекин көплигән ишәнгүчиләр Униң муһәббитиниң чоңқурлуғини биләлмәйду. Муқәддәс Язмини үгинип жүргинимдә Худа маңа бир нәрсини ечип бәрди. Әгәр биз һәқиқәтән Худаниң бизни қанчилик сөйидиғинини билгән болсақ, биз илдам өзгирип, роһаний һаләттә йетилгән адәм болаттуқ.
Сизгә нисбәтән Худаниң муһәббити һәққидә ойлиниң. Мошу ой сизни өзгәртиду. Өзиңиңдики бир нәрсиләр сизгә яқмиса, Худа сизни сөйидиғинини билгән һаләттә сиз өзгирәләйсиз. Бирси сизни сөйидиған болса, сиз немә сезисиз? Бәк йеқимлиқ, шундақму? Бу әһвал сизни қийнимайду. Амма, нурғунлиған адәмләр өзини өч көриду. Уларға өзлири қилған һәммә нәрсиләр яқмайду. Чүнки өзлириниң йеңичә яритилиш екәнлигини чүшәнмәйду, шуңлашқа кона тәбиити билән күрәш қилиду. Өзиңизгә нарази болуп, өзиңизни өч көрүп, Худа көзидә қиммәт болғиниңизни чүшәнмәй жүрсиңиз, сиз ишәшлик вә қорқумсиз – йәни Худа Өзи яратқан алаһидә, талланған адәм болалмайсиз, «сәвәви, униң (адәмниң) қәлбидики ой-пикри қандақ болса, өзи шундақтур…» (Пән-нәсиһәт 23:7) Худа сизни сөйидиғанлиғи тоғрисида билсиңиз, бу һәқиқәт қудрәтлик күчкә егә болиду.
Пикирләр...
Пикир қалдурмиған
Пикриңизни қалдуруң ...
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.