☰
Асасий бәт
Муқәддәс китап
Кона Әһд
Йеңи Әһд
Дәрисләр
Аудио дәрисләр.
Видео дәрисләр
Текстлар
Мәдһийә нахшилири
Аудио форматта йезилған Мәдһийә нахшилар.
Видео нахшилар
Нахшиларниң сөзи
Текстлар
Худа улук
Әйса билән дидарлишиң
Биз билән алақилишиң
Previous
Next
Уйғурчә
0:00
Радиони бу йәрдин аңлиялайсиз
яки
Article Мақалә архиви
Июнь 2024
Май 2024
Апрель 2024
Август 2022
Сентябрь 2021
Август 2021
Июль 2021
Июнь 2015
Декабрь 1969
Худа сиз арқилиқ мөж,үзиләр көрситиду
26 Июнь 2015
“Худа әвәткән Қутқазғучи Худаниң сөзини сөзләйду, чүнки Худа Өз Роһини Униңға айимастин берип кәлмәктә. Асмандики Атимиз Оғлини сөйиду вә һәммә ишларни Униң қолиға тапшурған.”
Юһанна 3:34-35
Бир вақитта мошу айәтләрни оқуп, уларни қараштурғинимда, Худа бизгә Муқәддәс Роһни бәлгүлүкла миқдарда бәргән әмәслигини чүшинип, хошаллиғимдин жиғлавәттим. У бизгә бир-аз униңдин, бир-аз буниңдин бәргини йоқ. У бизгә: ”Мәндә барниң һәммисини алғин”, – дәп ейтиду. Бүгүнки күндә Худаниң пүткүл қудрити вә муһәббити сизгә тәәллуқ. Сизгә керәк болған һәммә нәрсә Униңда бар, У шуниңға егә болушиңизни халайду. Немә үчүн? Чүнки У сизни сөйиду. Униң муһәббитини әмгәк билән егиләшниң һаҗити йоқ. Униң үчүн сизгә бәк чирайлиқ яки билимлик болуш керәк әмәс. Худа сизгә барлиқ нәрсиләрни беришни халайду, сәвәви У сизни сөйиду.
Заңни қайтилаш 7:6-7 үзиндисидә Худа мундақ дәйду:
“Чүнки сән муқәддәс вә Худайиң Пәрвәрдигар тәрипидин бөлүнгән хәлиқ, чүнки сени йәр йүзидики барлиқ хәлиқләр ичидә Униң хәлқи болушиң үчүн Пәрвәрдигар Худа таллап алди. Худа сени сөйүп, башқилардин көп болғиниңдин таллап алған әмәс. Әслидә сән барлиқ хәлиқләрдин аздур.”
Пикирләр...
Пикир қалдурмиған
Пикриңизни қалдуруң ...
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.