Нурғунлиған адәмләр, пәқәт яхшилиқ қилип жүргән вақиттила, уларни Худа сөйиду дәп ойлайду. Көпчилик өзигә нарази болғанда, Худаму улардин хапа болуватиду дәп санайду. Муқәддәс китапта йезилған: “Сән әслигидәк , адәм өзи ким?” (Зәбур8:5). Җавап аддийла: силәр – Худаниң, Худа яратмиси, У силәрни сөйгәнлиги үчүн сөйиду. Чүнки «Худа Өзи меһир-муһәббәттур» (1- Юһанна 4:16) Худа сизни сөйиду. Сиз өзиңиз – алаһидә, әҗайип вә ялғузла. Сиз маңа яки башқа бирсигә охшиғили тиришмаң. Адәм бирсини доримақ болса, у бәк бәхитсиз болуп кетиши мүмкин. Мошундақ интилиш арқилиқ, сиз Худа алдида лайиқсиз дегән пикиргә берилип, шәйтанға йол ачисиз. Һәқиқәтән, сизгә Худа алдида “бәк яхши” болуш һаҗәт әмәс. Әйса сизниң бәк яхши адәм болғиниңиз үчүн өлгән әмәсқу? Һәр бир гунакар адәм үчүн У чапрасқа қеқилди. Муқәддәс китапта йезилғинидәк, У силәрни шундақ сөйдики, силәр үчүн өлди. Һазир, силәр Униң қени арқилиқ жуюлғиниңларда, Униң муһәббити қанчиму көптур?(Римлиқларға 5:9 қар.) Һәр күни дегидәк сизниң камчилиғиңиз билән хаталиғиңизни кәчүрүшкә, Униң муһәббити йетәрлик. У сизни шундақ сөйидуки, сизгә һәр бир күниңизни муваппәқийәтлик өткүзүшкә ярдәм қилиду. Һәр бир адәм сөйүмлүк болушни хумарлиқ билән халайду. Бизгә муһәббәткә болған интизарлиғимизни Худа сиңдүргән. Биз Худа пүткүл аләмни вә Әйсани сөйиду дәп ишәнсәкма, бирақ Униң һәр биримизни сөйидиғанлиғиға гуманлинимиз. Шундақтиму, Муқәддәс Китапқа таянсақ, Худа Әйсани қандақ сөйгән болса, адәмләрниму шундақ сөйиду. Демәк, сизниму чәксиз сөйиду. “Чүнки Атиси Уни сөйиду вә Өзиниң қилидиған барлиқ ишлирини Униңға көрситиду һәм Оғли арқилиқ силәрни һәйран қалдурғидәк техиму зор вә улуқ ишларни аян қилиду”. (Юһанна 5:20) Бу йәрдә Худа: “Мән Әйса арқилиқ улуқ ишларни қилимән. Силәрни һәйран қалдурғидәк, буниңдинму артуқ ишларни қилимән”, демәкчи. (Автор тәрипидин өзгәртилгән). Биләмсиз, Худа қилған ишлири билән сизни һәйран қалдурғуси келиду. Муқәддәс Китапни оқуған чағда, Униң Әйса арқилиқ қилған ишлириға қарап, һәйранлиқта: “Әй Худа, Әйса арқилиқ қандақ карамәтләрни яраттиң!“ – дәп ейтишимизни халайду.
by Holland// йезилди 01 Февраль 2017// Бәлгүләң // Ж,авап бериң // Жавапни рәт қилиң