☰
Асасий бәт
Муқәддәс китап
Кона Әһд
Йеңи Әһд
Дәрисләр
Аудио дәрисләр.
Видео дәрисләр
Текстлар
Мәдһийә нахшилири
Аудио форматта йезилған Мәдһийә нахшилар.
Видео нахшилар
Нахшиларниң сөзи
Текстлар
Худа улук
Әйса билән дидарлишиң
Биз билән алақилишиң
Previous
Next
Article Мақалә архиви
Июнь 2024
Май 2024
Апрель 2024
Август 2022
Сентябрь 2021
Август 2021
Июль 2021
Июнь 2015
Декабрь 1969
Худа бизниң муһтаж,лиқлиримизни қанаәтләндүридиған Худа!
26 Июнь 2015
Мән бешимдин өткән вақиәни ейтип берәй. Қишниң оттурисида биз баш панасиз қалдуқ. Бизгә туруватқан өйдин кетип, башқа өй издәшкә тоғра кәлди. Әлвәттә бәндичиликтә биз әнди нәгә баримиз, қәйәрдин өй издәймиз, язниң күни болсиғу өй тепиш оңай болатти, амма бу соғда қийин болдиған болди дәп ойлидим. Амма шу чағда асмандики Атамниң Гульмира мән язниң күни саңа қандақ ярдәм қилсам, қишниң күниму шундақла ярдәм қилалаймән. Мән соғ яки иссиққа қаримаймән, пәқәт Маңа ишәнгин деди. Мән бу сөзләрни аңлиғинимда Худайим гуманланғанлиғим үчүн мени кәчүргин дәп Худаниң алдида туруп өкүнүп, дуа қилишқа башлидим. Шунда Худа маңа 1-Коринтликләргә йезилған хәт 7-бап 23 айәтни көрсәтти. «Худа Әйса Мәсиһниң қиммәт баһалиқ қени билән силәрни гунаниң илкидин әркинликә чиқарди. Шуңа әнди силәр Худаға бойсунуңлар, инсанларниң ой пикирлиригә қул болмаңлар». Мән шу нәрсини чүшәндимки Әйса мени қиммәт баһалиқ қени билән қишниң күни талада қоюш үчүн сетип алғини йоқ. Бәлки мениң һеч нәрсидин муһтажлиқ көрмәй һаят кәчүришим үчүн тозақтин қутқузуп алди. Икки күндин кейин Худа бизни яхши өй билән бәрикәтлиди. Барлиқ мәдһийә Униңға болсун. Мән өзәмниң қиммәт баһаға сетип елинғанлиғимни чүшинип, ишәнчәм билән дуа қилғинимда Худадин шундақ тез жавап алдим
Пикирләр...
Пикир қалдурмиған
Пикриңизни қалдуруң ...
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.