☰
Асасий бәт
Муқәддәс китап
Кона Әһд
Йеңи Әһд
Дәрисләр
Аудио дәрисләр.
Видео дәрисләр
Текстлар
Мәдһийә нахшилири
Аудио форматта йезилған Мәдһийә нахшилар.
Видео нахшилар
Нахшиларниң сөзи
Текстлар
Худа улук
Әйса билән дидарлишиң
Биз билән алақилишиң
Previous
Next
Уйғурчә
0:00
Радиони бу йәрдин аңлиялайсиз
яки
Article Мақалә архиви
Июнь 2024
Май 2024
Апрель 2024
Август 2022
Сентябрь 2021
Август 2021
Июль 2021
Июнь 2015
Декабрь 1969
Эль Рои Худа.
26 Июнь 2015
Эль Рои Худа.
Худаниң йәнә бир исми Эль Рои! У Һәммини көрүп турғучи вә барлиқ йәрдә бар болғучи, көзи дайим очуқ Худа дегән мәнани билдүриду! Худа дәсләп Өзиниң Эль Рои екәнлигини Аләмниң яритилиши китавиниң 21 бабида көрсәтти. У йәрдә Ибраһимниң рәпиқиси Сараниң Һәжәр исимлиқ хизмәтчисиниң балиси Исмаил билән Бәәршәбә чөлидә адишип қалғанлиғи һәққидә йезилған. Уларниң йолда сүйи түгәп қалиду вә Һәжәр балисини чатқалниң сайисигә қоюп, өз өзигә: Оғлум өләй дәп қалди, мән қарап туруп баламниң өлүп кетишигә чидимаймән дәп, етилған бир оқъя йәткидәк йәргә берип олтирип, дат пәрият қилишқа башлиди. Балиниң жиға авази Худаға йәтти. Худаниң периштәси асмандин һәжәргә: Әй Һәжәр сән немигә қайғурисән? Қорқма балаңниң жиғиси Худаға йәтти. Орнуңдин туруп балини қолуңға елип, униңға тәсалла бәр. Мән униң әвладини улуқ бир хәлиқ қилимән, деди». Бу йәрдә көрүп турғунимиздәк тағда, бағда, чөлдә көлдә йәни барлиқ йәрдә Худа бар дегән сөз! Зәбур 138:7-12 Мән Сениң Роһиңдин вә һозуриңдин қечип нәгә баримән? Асманға чиқсам, Сән шу йәрдә. Тәһтисараға чүшсәм, у йәрдиму Сән барсән. Сәһәрниң қанатлирини елип учуп, деңизниң әң чәт йәрлиридә турсам, һәтта әшу жайда қолуң мени йетәкләйду, оң қолуң мени йөләйду. Мән: дәрвәқә қараңғулуқ мени япса, әтравимдики йоруқлуқ кечә болиду десәм. Һәтта қараңғулуқ Сәндин йошуралмайду. Кечә болса, Саңа күндүздәк айдиңдур, Қараңғулуқ йоруқлуқтәктур. Мана достлар Эль Рои дегән исимни билишниң нәқәдәр муһимлиғини чүшәндиңизму?
Пикирләр...
Пикир қалдурмиған
Пикриңизни қалдуруң ...
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.