☰
Асасий бәт
Муқәддәс китап
Кона Әһд
Йеңи Әһд
Дәрисләр
Аудио дәрисләр.
Видео дәрисләр
Текстлар
Мәдһийә нахшилири
Аудио форматта йезилған Мәдһийә нахшилар.
Видео нахшилар
Нахшиларниң сөзи
Текстлар
Худа улук
Әйса билән дидарлишиң
Биз билән алақилишиң
Previous
Next
Article Мақалә архиви
Июнь 2024
Май 2024
Апрель 2024
Август 2022
Сентябрь 2021
Август 2021
Июль 2021
Июнь 2015
Декабрь 1969
Эль Шаддай Худа!
29 Июнь 2015
Эль Шаддай Худа!
Ассаламу әлейкум қиммәтлик радио аңлиғучи қериндашлар! Өткәндә биз Эль Рои Худа һәққидә ейтқан едуқ, бүгүн силәр билән Униң Эль Шаддай Худа екәнлиги тоғрисида параңлишимиз. Худаниң йәни бир исми Эль Шаддай көкриги толған Худа яки бизниң сориғинимиздинму ойлиғинимиздинму артуғи билән беридиған Худа дегән мәнани билдүриду. Худа дәсләп Өзиниң Эль Шаддай Худа екәнлигини Аләмниң яритилиши 17:1-8 дә көрсәтти. «Ибрам тохсан тоққуз яшқа кәлгәндә, Пәрвәрдигар униңға көрүнүп: Мән һәммигә қадир Худадурмән. Сән давамлиқ мениң йолумда меңип, әйипсиз адәм бол. Мән сән билән түзгән келишимимдә чиң туруп, сени көп әвлатлиқ қилимән, деди. Ибрам йәргә баш қойди. Худа униңға мундақ деди: Мениң сән билән түзгән келишимим мундақ: Сән нурғун милләтләрниң атиси болисән. Һазирдин башлап сениң исмиң Ибрам әмәс, Ибраһим болсун, чүнки Мән сени нурғун милләтләрниң атиси қилимән. Мән саңа көп әвлатларни беримән. Уларниң арисидин йеңи хәлиқ вә падишаларму чиқиду. Мән сән вә кәлгүсидики әвлатлириң билән түзгән мәңгүлүк келишимимдә туримән. Мән сениң вә әвлатлириңниң Худасидурмән. Сән һазир Қананда мусапир болуп яшаватисән. У сениң әвлатлириңға мәңгү мирас болсун. Мән уларниңму Худасидурмән». Ибраһимға Эль Шаддай Худани билиш керәк болди. У өзи 99яшта, һә униң рәпиқиси Сарра 89 яшқа кәлгинидә Худа уларға бала ата қилимән дәп вәдә бәрди. Римлиқларға 4:19-айәттә «Ибраһим өзиниң йүз яшқа йеқинлап, пәрзәнт тепиш қабилийитидин қалғанлиғини, шундақла аяли Сарәниңму пәрзәнт көрүш қабилийитидин қалғанлиғини билгән болсиму, лекин у йәнила Худаға болған ишәнчини ажизлаштурмиди» дәп йезилған. Чүнки Ибраһим Эль Шаддай Худаға ишәнгән. Мән жуқурида Эль Шаддай көкриги толған дегән мәнани билдүриду дәп ейтип кәттим. Мән бир мисал кәлтүрүп кетәй: бовақ жиғлиғанда, аниси уни емитиду. Қоссиғи ачқан бала жиғлайду, әңгизлишип кетиду вә һалсизлинип қалиду. Адәттики тамақ униңға ярдәм қилалмайду, бәлки әксинчә бала чәтнәп кетиши мүмкүн. Пәқәт анисиниң көкриги уни тойдуралайду вә күч қувәт берәләйду. Эль Шаддай Худаму бизни анимизға охшаш һаятқа керәклик витаминлар билән тәминләйдиған вә Өзиниң Муқәддәс Роһини бизниң үстимизгә төкидиған Худа бизгә мундақ дәйду. Маңа келип ичиңлар, еғизиңларни ечиңлар мән уларни толтуримән. Биз үчүн Өз женини қурбан қилған Бирси, Уни қобул қилишқа тәйяр адәмләрниң һаятида әркиниң орунлуниши үчүн Өзини тәғдим қиливатиду. Эль Шаддай Худа Ибрамниң исмиға һ һәрипини йәни Яһве дегән Өзиниң йәнә бир исиминиң муһим һәрипини қошти. Һ һәрипини ейтқиниңизда нәпәс алисиз демәк Худаниң Роһиниң нәпәси инсанларни Өзи қандақ дурус көрсә шундақ яритишниң бир усули болуп һесаплиниду. Худа Ибраһим билән қандақ сөзләшкән болса, У бүгүнки күндиму биз билән шундақ сөзлишиду вә У бизгә «Мән һәммигә Қадир Эль Шаддай Худадурмән. Сән давамлиқ мениң йолумда меңип, әйипсиз адәм бол» дәп нәсиһәт бериду. Мана қиммәтлик қериндашлар өткән дәрисләрдә биз өзимизниң ким екәнлигини билгән болсақ, һазир биз кимгә ишинидиғанлиғимизни вә Униң қандақ Худа екәнлигин қараштуруватимиз.
Пикирләр...
First comment
by EdtestOne// йезилди 23 Июль 2021
// Бәлгүләң
// Ж,авап бериң
// Жавапни рәт қилиң
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.
comment two.
by Edtesttwo// йезилди 23 Июль 2021
// Бәлгүләң
// Ж,авап бериң
// Жавапни рәт қилиң
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.
Пикриңизни қалдуруң ...
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.
by EdtestOne// йезилди 23 Июль 2021// Бәлгүләң // Ж,авап бериң // Жавапни рәт қилиң
by Edtesttwo// йезилди 23 Июль 2021// Бәлгүләң // Ж,авап бериң // Жавапни рәт қилиң