Әссаламу әлейкум қиммәтлик радио аңлиғучи қериндашлар!!!
Бүгүн мән силәргә Худа Атимизниң бизләрни қандақ яратқанлиғи һәққидә ейтмақчимән! Аләмниң яритилиши 1:26 айәттә;
Биз Өзимизгә көп жәһәттин охшайдиған инсанларни яритайли, дәп Худа йәрниң тописидин Адәм атини ясиди вә униң үзигә һаятлиқ нәпәсини пүвлиди. Пәрвардигар Худа шәриқтики Ерән дегән жайда бир бағ бәрпа қилип, Өзи яратқан адәмни шу йәргә орунлаштурди. Худа Адәм атини Ерән бағни пәрвиш қилсун вә уни сақлисун дәп шу йәргә қойған еди. Худа Адәм атиға әмир қилип; Бағдики мевиләрни халиғиниңчә йә. Амма яхши билән яманни билдүридиған дәрәқниң мевисини һәргиз йемә, чүнки уни йесәң, шу күни өлисән деди.
Пәрвардигар Худа йәрдики топидин яратқан һәр хил һайванат вә учар қанатларни Адәм атиниң алдиға уларға исим қойсун дәп кәлтүрди. Адәм ата уларға қандақ исим қойса, шундақ атилип кәлди. Адәм ата барлиқ учар қанат вә һайванларға исим қойди, лекин уларниң арисидин өзигә лайиқ болғидәк бир ярдәмчи һәмра чиқмиди. Кейин Пәрвәрдигар Худа; Адәмниң ялғуз яшиши яхши әмәс, униңға лайиқ болғидәк бир ярдәмчи һәмра яритай деди.
Шуңа Пәрвардигар Худа Адәм атини қаттиқ уйқиға бастуруп, у ухлаватқан чағда, униң бир тал қовурғисини елип, шу йәрни гөши билән йепивәтти. Худа алған қовурғидин бир аял ясап, уни Адәм атиниң алдиға елип кәлди.
Адәм ата хошал һалда; Мана әнди сүйиги мениң сүйигимдин, гөши мениң гөшимдин елинған маңа охшаш бири болди. У аял дәп атилиду, чүнки у әрдин елинған, деди.
Пәрзәнт көрүп көпийиңлар, әвлатлириңлар йәр йүзини қаплап, дунияни бойсундурсун. Шундақла деңиз муһитлардики белиқлар, асмандики учар қанатлар вә һәммә жаниварларни башқуруңлар. Мән силәргә пүтүн йәр йүзидики һәр хил зираәт вә мевиләрни озуқлуқ қилип бәрдим. Пүткүл һайванат, учар қанат вә қурут қоңғуз қатарлиқ һәр хил жаниварларға болса, от чөп вә көктатларни озуқлуқ қилип бәрдим деди.
Шундақ қилип Худа алтинчи күни Өзигә көп жәһәттин охшаш адәмләрни яратқандин кейин, йәттинчи күни арам алди. У йәттинчи күнни муқәддәс күн дәп жакалиди, чүнки бу күн Худа яритишни тамамлап, арам алған күн еди.
Мана шундақ қилип Худа адәмзатни вә бизләргә керәклик барлиқ нәрсиләрни алтә күндә пәқәт СӨЗ биләнла яратта! Худаниң Сөзи қиличтинму өткүр вә У ейтқан Сөз һеч қачан йәрдә қалмайду, тамамән орунлиниду.