☰
Асасий бәт
Муқәддәс китап
Кона Әһд
Йеңи Әһд
Дәрисләр
Аудио дәрисләр.
Видео дәрисләр
Текстлар
Мәдһийә нахшилири
Аудио форматта йезилған Мәдһийә нахшилар.
Видео нахшилар
Нахшиларниң сөзи
Текстлар
Худа улук
Әйса билән дидарлишиң
Биз билән алақилишиң
Previous
Next
Article Мақалә архиви
Июнь 2024
Май 2024
Апрель 2024
Август 2022
Сентябрь 2021
Август 2021
Июль 2021
Июнь 2015
Декабрь 1969
Адәм ата билән Һава аниниң Ерәм бағдин қоғлиниши
29 Июнь 2015
Адәм ата билән Һава ана Худаға қарши чиқти. Худа адил болғачқа уларниң гунайиға сәл қаралмиди. У бу ишни билмәскә салалмайду вә һисдашлиқ қилалмайду.
Худа Адәм ата билән Һава анини чақирип келип, уларға ж,аза һөкүм қилди. Улар наһайити гөзәл болған Ерәм бағдин чиқип кетиши керәк еди. Улар өзлириниң Яратқучиси билән бурунқидәк алақә қилишалматти. Гуна уларни Худадин айривәтти. Улар бағдики мевини йейәлмәтти. Шуниңдин етиварән, адәм пәқәт ж,апалиқ ишлигәндила андин йемәкликкә еришәләйдиған болди. Һава аниму чоқум йолдишиниң башқуришида болидиған вә туғутниң азаплирини чекидиған болди. Һәтта йәрму гуна түпәйлидин Худаниң қарғишиға учриди.
Шундақ қилип Адәм ата Худаға бойсунмиған әшу вақиттин башлап роһий ж,әһәттә өлди. У Худадин айрилип қалди. Адәм атиниң гунайи өзи биләнла түгәп қалмастин, бәлки йәнә пүтүн инсанларға роһий ж,әһәттики өлүмниму елип кәлди. Маһийәт ж,әһәттин ейтқанда, бу дунияда туғулған һәр бир адәм роһий ж,әһәттә өлгән болиду, йәни у Худадин айрилип қалған болиду. Муқәддәс китапта мундақ хатириләнгән: «Гуна дунияда бир адәм, йәни Адәм ата арқилиқ пәйда болғандәк, өлүмму Адәм атиниң гунайи арқилиқ пәйда болди. Нәтиж,идә өлүм пүткүл инсан ичигә тарқалди, чүнки һәммә адәм гуна қилди». Рим 5-бап 12-айәт
Пикирләр...
Пикир қалдурмиған
Пикриңизни қалдуруң ...
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.