☰
Асасий бәт
Муқәддәс китап
Кона Әһд
Йеңи Әһд
Дәрисләр
Аудио дәрисләр.
Видео дәрисләр
Текстлар
Мәдһийә нахшилири
Аудио форматта йезилған Мәдһийә нахшилар.
Видео нахшилар
Нахшиларниң сөзи
Текстлар
Худа улук
Әйса билән дидарлишиң
Биз билән алақилишиң
Previous
Next
Article Мақалә архиви
Июнь 2024
Май 2024
Апрель 2024
Август 2022
Сентябрь 2021
Август 2021
Июль 2021
Июнь 2015
Декабрь 1969
Өзиңизни әйиплимәң
29 Июнь 2015
Худа бизни өзимизни әйипкә селишимиздин азат қилғуси келиду. Амма, азат болуш үчүн ишәнч билән ғәйрәтлик керәк. Қанчиму өзиңизни гунакар сәзмәң, қилған хаталиқлар төләмини йоқ қилалмайсиз. Лекин, бирәр хаталиқ өткүзидиған болсақ, Худа бизни сөйидиғиниға ишиниш қийин болидиғини раст әмәсму?
Сизни шәйтан қайта-қайта әйипләп, сән яман адәм, сән шундақ әски көрүнисән, сениң мүҗәзиң бәк яман: ”Сән шу ишни қилдиң, әнди немә ойлайсән? Худа сени берикәтлимәйду, сән гунакар. Барлиқ нәрсини хата қилисән, У һәққидә кишиләргә немә демәкчисән?” – дәп ялған ейтиду.
Әшундақ вақитта Худаға дуа қилиң: “Худа, мән хаталиқ өткүздүм, өтүнимән мени кәчүргин, гуна қилғиним үчүн Әйса Мәсиһниң намида товва қилимән. Кәчүрүмиңни қобул қилимән. Шәйтан, сән бекардин тиришиватисән, Әйса мән үчүн төләм бәрди, бу болса сениң ишиң әмәс”. Әнди сиз кәчүрүлдиңиз, хошал-хорамлиқта бәхитлик болуң! Бәлким сиз: “Бир хаталиқни қайтилап өткүзиватимән”, – дәп ойлайсиз. Өзәмни әйипләшни тохтатмиғичә мәнму шундақ ойлиған. Өткүзгән хаталиқлар үчүн өзиңизни әйипләшни қоюң, шуниңдин кейин хата қилмайсиз!
Өзимизни әйипкә селип, хаталиқлиримизни көп ойлап жүргинимиз бизни бәк езиқтуриду вә әркинлигимизни йоқ қилиду. Әйиплиништин азат болуш үчүн ишәнч билән ғәйрәтлик керәк. Өзиңизни мәккәм тутуп, ишәнчлик билән: ’’Әйиплиниш сезим мәндин нери кәт!’’ – дәп қоғлаң. Шәйтан йәнила : ’’Сән хапа болмай жүрәмсән? Сән шундақ яман иш қилдиңғу, әң болмиғанда бир-нәччә саат яман сезимда болушиң керәктиғу.’ ’- дәп сизни қийнайду. Бирақ сиз шәйтанниң ағизини жумуп: ’’Яқ, мән башқа өзәмни әйипкә салмаймән’’, – дәп қаттиқ ейтиң. Бундақ қилиш башта қийин болсиму, сиз ғәйрәтлик болуп әйиплиниш сезимини йеңип чиқиң.
Пикирләр...
Пикир қалдурмиған
Пикриңизни қалдуруң ...
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.