Худаға қарши чиққан периштәләрниң ақивити қандақ болди?
29 Июнь 2015
Шәйтан билән униңға әгәшкән периштәләр Худаға қарши бир падишалиқ қурди. Адәм Худаға қарши чиққандин тартип, бу аләмдә роһқа мәнсүп болған икки падишалиқ шәкилләнди. Униң бири шәйтанниң падишалиғи, йәни бири Худаниң Падишалиңғидин ибарәт.
Шәйтанниң падишалиғи қараңғулуққа толған, Худаниң Падишалиғи болса йоруқлуққа толған. Худаниң Падишалиғида бойсунуш бар. Шәйтанниң Падишалиғида болса өчмәнлик, алдамчилиқ вә яманлиқлар бар. Худаниң Падишалиғида йәни меһир-муһәббәт, һәқиқәт вә адаләт бар. Бу икки падишалиқ һәр минут, һәр секунд уруш һалитидә туриду. Худа зор қудрәткә егә. У бундақ қаршилишиниң мәңгү давамлишишиға һәргиз йол қоймайду. Чоқум бир күни шәйтан билән униңға әгәшкән периштәләр вә уларға әгәшкән адәмләрниң һәммиси отқа ташлинип, мәңгүлүк ж,азаға учрайду. Амма һазир болса Худа адәмләргә шәйтанға әгишиш яки Худаға әгишиш пурситини таллаш әркинлигини бәрди.