☰
Асасий бәт
Муқәддәс китап
Кона Әһд
Йеңи Әһд
Дәрисләр
Аудио дәрисләр.
Видео дәрисләр
Текстлар
Мәдһийә нахшилири
Аудио форматта йезилған Мәдһийә нахшилар.
Видео нахшилар
Нахшиларниң сөзи
Текстлар
Худа улук
Әйса билән дидарлишиң
Биз билән алақилишиң
Previous
Next
Article Мақалә архиви
Июнь 2024
Май 2024
Апрель 2024
Август 2022
Сентябрь 2021
Август 2021
Июль 2021
Июнь 2015
Декабрь 1969
Қурванлиқ һәққидә Худа Сөзи немә дәйду!
29 Июнь 2015
«Мана Бу пүткүл дуниядики инсанларниң гунайидин азат қилиниши үчүн һазирланған Худаниң қозисидур!» Юһанна 1:29
Қәдирлик достум
Адәм ата билән Һава ана гуна өткүзгән әшу вақиттин тартипла, Худа Өзиниң бәндилиригә чоқум мәлум бир нәрсиниң гунаниң төләми үчүн өлүши керәклиги тоғрисида тәлим бәргән. Худа уларға Өзиниң алдида гунакар һаләттә турушниң нәқәдәр қорқунучлуқ екәнлигини көрсәткән. Худа уларға әгәр қан аққузулмиса, гунаниң кәчүрүмгә еришәлмәйдиғанлиғини уқтурған. Худа мундақ дәйду: «Қурванлиқ қени төкүлмәй, гуналар кәчүрүм қилинмайду» Ибранийларға 9:22
Худа өз бәндилиригә өзлириниң гунайи үчүн чоқум қурванлиқ қилиши керәклиги тоғисида тәлим бәрди. Көп чағларда қоза қурванлиқ қилинатти. Йәни гунасиз бир қоза адәмниң гунайи үчүн қурванлиқ қилинатти. Қоза алди билән боғузлинип, андин нәзир чирақ суписида көйдүрүләтти. Худа Өз бәндилиригә әгәр қан аққузулмиса, гуна кәчүрүм қилинмайдиғанлиғидин ибарәт бу һәқиқәт тоғрисида тәлим бәрди. Һайванниң қени бизниң гуналиримизни елип ташлаламду? Яқ! Һәргизму елип ташлалмайду. Бу қурванлиқ пәқәт Әйса Мәсиһниң чапрас яғачта өлүшиниң алдин ала бешаритидур. Худа Өзиниң бәндилиригә бир күни Қутқазғучи Мәсиһниң бу дунияға келидиғанлиғи, Униң худди әшу гунасиз қозиға охшаш бизниң гуналиримиз үчүн чапрас яғачта өлүп, гуналиримизниң қурванлиғи болидиғанлиғи тоғрисида тәлим бериду. Гунайиниң кәчүрүм қилинишини халайдиған адәм, чоқум қозидин бирини баш роһанийниң алдиға апириши һәм қолини қозиниң бешиға қоюп, қоза билән охшаш екәнлигини ипадиләп, қәлбидә: «Әй Худа, мән Сени рәнж,итип қойдум, мән әслидә гунайим үчүн өлүшүм керәк еди, лекин мән Сениң гунайим үчүн бу қозиниң өлүшигә рухсәт бәргәнлигиң үчүн тәшәккүр ейтимән» дейиши керәк деди.
Пикирләр...
Пикир қалдурмиған
Пикриңизни қалдуруң ...
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.