☰
Асасий бәт
Муқәддәс китап
Кона Әһд
Йеңи Әһд
Дәрисләр
Аудио дәрисләр.
Видео дәрисләр
Текстлар
Мәдһийә нахшилири
Аудио форматта йезилған Мәдһийә нахшилар.
Видео нахшилар
Нахшиларниң сөзи
Текстлар
Худа улук
Әйса билән дидарлишиң
Биз билән алақилишиң
Previous
Next
Article Мақалә архиви
Июнь 2024
Май 2024
Апрель 2024
Август 2022
Сентябрь 2021
Август 2021
Июль 2021
Июнь 2015
Декабрь 1969
Әйсани қәлбиңиз билән қобул қилиң!
29 Июнь 2015
Әйсани қәлбиңиз билән қобул қилиң!
Әгәр сиз Әйсани Кутқазғучи вә Рәбиңиз дәп қобул қилмиған болсиңиз, һазир мошу дуада Униңға мураҗиәт қилсиңиз болиду. Чин жүрәктин дуа қилидиған болсиңиз, Әйса Мәсиһтики йеңи һаятқа егә болисиз.
«Худа, Әйса Мәсиһ Сениң Оғлуң вә пүткүл аләмниң Қутқазғучиси екәнлигигә ишинимән. У мениң гуналирим үчүн чапрас яғачта қурван болди. У дозаққа чүшүп өлүмни йәңди. У мениң орнумда җазаға тартилди. Мән Әйсаниң өлүп, үч күндин кейин тирилип, Атамниң оң тәрипидә олтарғиниға ишинимән.
Әйса, мән Саңа муһтаҗ. Мениң гуналиримни кәчүрүм қилип, мени қутқазғайсән вә роһимни тирилдүргәйсән. Мән қайта асмандин туғулушни халаймән. Рәхмәт Саңа, Рәббим. Амин».
Әнди сизниң жүригиңиздә Әйса яшайду. Худа сизни кәчүрди, сиз Униң алдида пак вә өлгәндин кейин асманға барисиз.
Худа Сөзидин яхши тәлим беридиған җамаәт тепип, шу йәрдә роһаний өсүшкә башлаң. Чүнки, пәқәт Худаниң Сөзини оқуп билгәндила сиз һаятиңизни өзгәртәләйсиз. Муқәддәс Китапниң Юһанна 8:31-32 айәтлиридә мундақ йезилған: «… Әгәр Мениң тәлимим бойичә иш көрсәңлар, Мениң һәқиқий шагиртлирим болисиләр. Һәқиқәтни билисиләр вә һәқиқәт силәрни әркинликкә ериштүриду».
Мән сизни Муқәддәс Язмини қолуңизға елип, оқуп үгүнишкә чақиримән. Худа Сөзи сизниң жүригиңиздин орун елип, йилтиз тартсун. Қандақла әһвал болмисун, Худа Сөзигә мураҗиәт қилип (2 Коринтлиқларға 3:18 қар.), күндин-күнгә өзгирип, Әйса Мәсиһкә охшаш болуң.
Пикирләр...
Пикир қалдурмиған
Пикриңизни қалдуруң ...
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.