— Кишиләрни гуна қилдуридиған сәвәпләрниң болуши муқәррәр. Лекин бу сәвәпләрни пәйда қилғанларниң һалиға вай! Бундақ адәмниң бойниға йоған түгмән теши есилған һалда деңизға ташлаветилгини әвзәл. Чүнки бу җаза Маңа йеңидин ишәнгәнләрниң бирини аздурған кишигә берилидиған җазадин яхширақ. Шуңа силәрму немә қиливатқиниңларға пәхәс болуңлар!Бирақ қериндишиңлар гуна қилған болса, несиһәт қилиңлар. У товва қилса, уни кәчүрүм қилиңлар. Мабада у бир күн ичидә силәргә йәттә қетим гуна қилип, һәр қетим келип товва қилса, гуналириниң һәммисини кәчүрүм қилиңлар. Луқа 17:1-4