Бәхитликтур ғерипларниң һалидин хәвәр алғучи,
Бешиға күн чүшкәндә Пәрвәрдигар қутқузар уни.
Һаятини сақлайду, қоғдап уни Пәрвәрдигар,
Худа ата қилған зиминда яшайду у бәхтияр,
Дүшмәнлириниң мәйлигә ташлимас уни зинһар.
Кесәл болуп, орун тутуп йетип қалғинида,
Пәрвәрдигар йөләк болуп, қувәт берәр униңға,
Шипалиқ берәр кесәл болған чағлирида.
Илтиҗа қилдим Худаға:
Әй Пәрвәрдигар, шәпқәт қилип маңа,
Сақайтқин мени,
Гуна қилип, қарши чиққан болсамму Саңа.
Рәһимсиз дүшмәнлирим қарғар мени:
«Тезирәк өлүп у, өчсун нами».
Улардин бирәрси келип йенимға,
Ялған сөзләрни ейтар маңа.
Көңлидә топлап мән һәққидә ғевәтни,
Йенимдин чиқипла яйиду уларни халайиққа.
Мән һәққидә пичирлишар маңа өчләр,
Зиянкәшлик қәстидә мундақ дейишәр:
«Яман кесәл чаплишипту униңға,
Ятқан орнидин туралмас у әнди әсла».
Һәтта өзәм ишәнгән қәдинас достумму
Сетивәтти мени аш-тузумни йәп турупму.
Әй Пәрвәрдигар, қилип маңа шәпқитиңни,
Турғузғайсән орнумдин мени,
Шунда улардин алалаймән өчүмни.
Ғалибә қилғузмидиң үстүмдин дүшмәнлиримни,
Билдим шуниңдин, мәндин хуш екәнлигиңни.
Пак болғиним үчүн йөләк болисән маңа,
Мәңгү турғузисән мени һозуруңда.
Мәдһийиләр болғай Пәрвәрдигарға,
Исраилларни таллиған Худаға,
Мәңгүдин-мәңгүгә! Амин, амин!