Дәрәхниң йилтизлири қишта мустәһкәмлиниду. Һаятимизда қийинчилиқлар болған пәйтидиму, Худа нурғун ишларни қилалайду. Уруқ чечилғандин кейин, униң өсүватқан-йоқлуқини билиш үчүн һәр күни топини колап көрмәйсизғу, шуниңға охшаш Худага толуғи билан ишиниң вә қайта-қайта шубhиләнмәң.
« Шуңа, қериндашлар, Рәббимиз Әйса қайта келидиған күнгичә сәвир-тақәт қилип туруңлар. Деханлар мол һосул елиш үчүн баһар вә күз ямғурлирини сәвир-тақәт билән күткинигә охшаш, силәрму Әйса Мәсиһниң қайта келишини сәвир-тақәт билән күтүңлар. Ирадәңлар мустәһкәм болсун, чүнки Рәббимиз Әйсаниң қайта келишигә аз қалди.Яқуп 5:7-8
Мениң җавапкәрлигим — уруқ чечиш вә Худаниң иш қилишини күтиш. Әгәр биз Атидин кәлгән вәдиләрниң әмәлгә ешишини сәвир билән күтүшни үгәнмисәк, Униң шан-шәривини көрәлмәймиз.
«Қутқузулғандин бери биздә мошундақ үмүт болуп кәлмәктә. Үмүт әмәлиятқа айланғанда, у үмүт болуштин қалиду. Кимму әмәлиятқа айланғанни қайта үмүт қилсун? Бирақ биз техи әмәлиятқа айланмиғанға үмүт бағлиған екәнмиз, уни сәвирчанлиқ билән күтимиз.
Униң үстигә Муқәддәс Роһ бизниң аҗизлиғимизни билип, бизгә ярдәм қилиду. Биз қандақ дуа қилишимиз керәклигини билмәймиз. Лекин Муқәддәс Роһниң Өзи сөз билән ипадилигүсиз аһ уруш арқилиқ биз үчүн Худаға мураҗиәт қилиду. Инсанларниң қәлбини күзитип туридиған Худа Муқәддәс Роһниң немә дәватқанлиғини чүшиниду. Чүнки Муқәддәс Роһ Худаниң ирадиси бойичә, Худаниң муқәддәс хәлқи үчүн мураҗиәт қилиду. Худаниң Өзини сөйидиғанларниң, йәни Өзиниң ирадиси бойичә чақирилғанларниң һаятида мәйли қандақ ишлар йүз бәрсун, уларниң пүткүл ишлирини маслаштуруп, һәммини шуларниң мәнпийити үчүн орунлаштуридиғанлиғини билимиз.
Римлиқлар 8:24-28
Пәқәт дуа қилиң вә ишиниң. Худа Өз вақти кәлгәндә вәдә қилғанлириниң һәммисини әмәлгә ашуриду!
Топа майсини үндүргәндәк,
Бағ териғанни өстүргәндәк,
Пәрвәрдигарму охшашла,
Һәққанийлиқни өстүриду, барлиқ әлләр Уни мәдһийиләйду. Йәшая 61:11