Һәзрити Әйса икки миң жил бурун Йәһудийәдики кичик бир шәһәрдә аддий кәмбәғәл аилисидә дунияға кәлди. Униң барлиқ һаяти ят йәрдин кәлгән басқунчилар егиләвалған кичикинә бир әлдә, йәни Йәһудийәдә өтти. У оттуз үч жил мабайнида өмүр сүрди, өмүриниң пәқәт аxирқи үч жилинила инсанийәт үчүн xизмәт қилишқа беғишлиди. Шундақ болсиму, Униң намини пүткүл дуния xәлиқлири та бүгүнки күнгичә тилға елип кәлмәктә. Калердарьниң һәр бир вариғи, һәр бир китапниң дәсләпки бетида нәшир қилинған жил бәлгүси Униң йоруқ дунияға кәлгәндин кейин нәччә жил өткәнлигини көрситиду. Бу Униң йәр йүзидики һәммә бәндиләрниң һаятиға қариғанда, алаһидә өмүр сүргәнлигиниң гувалиғи әмәсму? Әсирләр өткәнсири һәзрити Әйсаниң һаятиниң тәсири ажизлашмай, әксичә күчәймәктә. Һәзрити Әйса пүткүл адәмзат тариxида "Худаниң йолиниң" асасини салған шәxс. Униң падишалиғи чәксиздур. Тариxтин қанчә издәнсәкму, Униң билән тәңдаш һеч кимни тапалмаймиз. Һәзрити Әйса - йол,һәқиқәт вә һаятлиқ болиду.