Кимки макан тутса улуқ Худаниң панайида,
Яшар у һәммигә қадир Худа сайисида.
Ейтармән Пәрвәрдигарға: «Башпанайим, Қорғинимсән,
Ишәнчимни бағлиған Худайимсән».
Бәрһәқ, Худа қутқузар сени қилтақчиниң қилтақлиридин,
Қирғин қилғучи ваба кесилидин.
Бүркүт кәби У қанатлири астиға алар сени,
Сән үчүн пана болар Униң қанатлири,
Қалқан вә қорғиниң болар садақити.
Қорқмассән нә кечиниң вәһимисидин,
Нә күндүзи етилған оқтин.
Нә қараңғуда билдүрмәй тарқалған ваба кесилидин,
Нә йоруқта кәлгән әҗәллик апәттин.
Гәрчә миңлиған кишиләр жиқилсиму бу йениңда,
Он миңлиған җәсәтләр ятсиму у йениңда,
Бала-қазалар һеч йеқинлашмас саңа.
Көрисән пәқәт өз көзүң билән бу ишларни,
Яманларниң қандақ җазаланғинини.
Пәрвәрдигарни пана қилғиниң үчүн,
Улуқ Худани қорғиним дәп билгиниң үчүн,
Һечбир яманлиқ кәлмәс бешиңға,
Һеч ваба кесили йеқинлашмас чедириңға
Пәрвәрдигар әмир берәр сән үчүн пәриштилиригә,
Улар қоғдар сени һәммә йоллириңда.
Жүрәр пәриштиләр сени көтирип қоллирида,
Урулуп кәтмисун дәп путлириң бирәр ташқа.
Бесип дәссәйсән илан вә ширни,
Чәйләйсән зәһәрлик илан вә арсланни.
Дәйдуки Пәрвәрдигар:
«Мени сөйгәнлиги үчүн уни қутқузимән.
Мени тонуғанлиғи үчүн қоғдаймән.
Җавап беримән илтиҗа қилғинида,
Униң билән биллә болимән еғир күнлиридә,
Қутқузуп уни сазавәр қилимән шөһрәткә.
Узун өмүр ата қилип мәмнун қилимән уни,
Беримән униңға ниҗатлиғимни».
Зәбур 90