Һәзрити Әйса ким болған?
У дин саһасиниң данишмән йетәкчиси,У улуқ устаз,У мөжүзиләрни яратқан - дәп жавап беришиңиз мүмкүн. Әлвәттә, Һәзрити Әйса шундақ болған, лекин мошундақ дәпла қойсақ азлиқ қилиду дәп ойлаймән.
Вақит алға илгирлигәнсири "Һәзрити Әйса ким болған?" дегән пикирләрму көпийишкә башлиди. Немишкә бирла адәм үчүн шунчә талаш-тартиш болиду десиңизчу? Мәсиһ Әйсадин башқиму көплигән диний рәһбәр, диний йетәкчиләр, диний етиқат даһалири бар әмәсму? Бирақ буниңда мундақ бирла сәвәп бар болуп: у болса, Һәзрити Әйсаниң Өзини Худа дәп жакалишида еди. Мана биз билидиған муһим алаһидилик мошуниңда. Һәзрити Әйсани билгән адәмләр Униң инсанға xас әмәс xисләтләрни Өзигә мәнсуп қиливалғанлиғини чүшәнди. Һәзрити Әйса Өзини пәқәт пәйғәмбәр вә устаз дәпла қоймай шундақла Худа дәп ейтқини Униң сөзлиридин рошән көрүнүп туриду. У пәқәт Өзи арқилиқла Худаға беришқа мүмкүн екәнлигини, Өзи арқилиқла гунакарларниң кәүчүрүм болидиғанлиғини вә Өзи арқилиқла қутқузулушниң болидиғанлиғини тәкитлигән. Көплигән адәмләр үчүн бу алаһидилик уларни һәддидин ташқири чәклитидиғандәк туюлиду, шуңлашқа улар Униңға ишәнгүси кәлмәйду. Бирақ бу йәрдики мәсилә бизниң ишинишимиздә яки ишәнмәслигимиздә әмәс.
Бу йәрдики соал монуниңда:
- Һәзрити Әйса Өзини ким дәп һесаплиди?
- Бу тоғрисида Инжил немә дәйду?
Инжил китави Мәсиһниң инсаний тәбиәттә намайән болған Худаниң ипадиси екәнлигини ениқ ейтиду. Инжилда Мәсиһкә берилгән намлар пәқәт Худағила тәәлуқтур! Мәсилән: Һәзрити Әйса мону үзүндиләрдә "Худа" дәп аталған: "Биз үмүт қилип жүргән әжайип вақитни күтмәктимиз; шунда улуқ Худайимиз һәм Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһниң сәлтәнити билән улуқлиғи бизгә ашкарә болиду" ( Титуға 2:13. Йоһан 1:1. Ибранийлирға 1:8. Римлиқларға 9:5.1Йоһан 5:20-21)
Муқәддәс Китаптин биз пәқәт Худағила тәәлуқ болған xусусийәт вә xисләтләрниң Униңға xас ейтилғанлиғини билимиз. Шундақла биз бу арқилиқ Һәзрити Әйсаниң һаятий мәнбә екәнлигидинму xәвәрдар болимиз ( Йоһан 1:4,14:6). У бир пәйтниң өзидила һәммә жайда бар болалайду вә һәммини билиду ( Мәтта 28:20, 18:20, 17:22-27. Йоһан 4:16, 6:64). Униң қолидики күч-қудрәт һәммә нәрсини әмәлгә ашуриду вә мәңгү яшайду (Вәһи 1:8. Луқа 4:39-55)