— Уруқ Худаниң сөзидур. Чиғир йолдики топиға чүшкән уруқлар шундақ кишиләргә тәмсил қилинғанки, улар Худаниң сөзини аңлисиму, уни қобул қилмайду. Шәйтан уларни ишәнч арқилиқ қутқузулмисун дәп, уларниң көңлидин Худаниң сөзини елип қечип кетиду. Ташлиқ топиға чүшкән уруқлар Худаниң сөзини аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилғанларға тәмсил қилинған. Улар буниңға бир мәһәл ишәнгән болиду, амма уларниң йилтизи болмиғанлиғи үчүн, бирәр мүшкүллүккә йолуқсила, бәрдашлиқ берәлмәйду. Тикәнликкә чүшкән уруқларға кәлсәк, улар шундақ кишиләргә тәмсил қилинғанки, улар Худаниң сөзлирини аңлисиму, узун өтмәй көңлигә бу дунияниң әндишә, байлиқ вә һалавәтлириниң езиқтурушлири киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду. Үнүмлүк топиға чүшкән уруқлар болса, Худаниң сөзини аңлайдиған, уларни пак вә чин дилида чиң сақлайдиған, һосул бәргичә сәвир қилидиған кишиләрдур.