Төрт роһий һәқиқәт.
БИРИНЧИ ҺӘҚИҚӘТ: Худа бизни сөйиду, Униңда бизниң һаятимиз үчүн әжайип план бар. "Һәқиқий меһир-муһәббәт бизниң Худаға көрсәткән меһир- муһәббитидур. Чүнки У бизниң гуналиримизниң кәчүрүм қилиниши үчүн Өз Оғлини қурван болушқа әвәтти" 1Юһанна 4:10
ИККИНЧИ ҺӘҚИҚӘТ: Инсан гунакар вә шу сәвәптин Худадин айрилған. Шуңа у Худани, Униң меһир-муһәббитини, Униң планлирини тоналмайду.
"Чүнки һәммә адәм гуна қилип,Худаниң инсанларни яратқанда ата қилған шан-шәривидин мәһрум қалған" Римлиқларға 3:23 "Чүнки гунаниң төләми өлүм..." Римлиқларға 6:23
ҮЧИНЧИ ҺӘҚИҚӘТ: Әйса Мәсиһ - гуналиримиздин азат болалайдиған Худа бәргән йол болиду. У арқилиқ биз Худани, Униң меһир-муһәббитини вә планини тоналаймиз.
"Йол, һәқиқәт вә һаятлиқ Өзәмдурмән. Мениңсиз һеч ким Худа Атамниң йениға баралмайду". Юһанна 14:6
ТӨРТИНЧИ ҺӘҚИҚӘТ: Пәқәт Әйса Мәсиһни өз Қутқазғучимиз дәп қобул қилғандин кейин биз Худани, Униң меһир-муһәббитини вә планлирини тоналаймиз.
"Шундақтиму У Өзини қобул қилип, Өзигә ишәнгәнләрниң һәммисигә Худаниң пәрзәнди болуш һоқуқини бәрди". Юһанна 1:12
by Jageshwar// йезилди 17 Июль 2021// Бәлгүләң // Ж,авап бериң // Жавапни рәт қилиң