Сардистики мәсиһийләр җамаитигә йезилған хәт
1 — Сардистики мәсиһийләр җамаитиниң периштәсигә мундақ яз: «Худаниң йәттә роһиға вә йәттә юлтузға егә Болғучи мундақ
дәйду: Сениң әмәлиятиңни билимән. Һаят җамаәт, дәп нам елипсән, лекин өлүксән. 2 Шуңа уйқаңни ечип, кичиккинә һәм
йоқап кетиш алдида турған етиқадиңни күчәйт. Чүнки Худайим алдида әмәлиятиңниң техи түгәл әмәслигини билдим.
3 Шуниң үчүн аңлиған вә қобул қилған тәлимләрни есиңдә тут. Уларға әмәл қил, товва қил. Әгәр ойғанмисаң, Мениң келишим саңа худди оғриниң күтүлмигән вақитта кәлгинидәк туюқсиз билиниду. Мениң келидиған вақит-саатимни һәргиз биләлмәйсән.
4 Лекин араңларда өзлиригә дағ тәккүзмигән йәнә бир нәччиси бар. Улар ақ тон кийип, Мән билән биллә туриду. Чүнки улар
буниңға лайиқтур.
5 Ғалибә қилғучилар мана шундақ ақ тон кийиду. Уларниң намини һаятлиқ дәптиридин һәргиз өчүрмәймән. Уларниң намини Атам
Худаниң вә Униң периштәлириниң алдида очуқ етирап қилимән.
6 Муқәддәс Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини қулиғиңларда чиң тутуңлар!»
Филаделфийәдики мәсиһийләр җамаитигә йезилған хәт
7 — Филаделфийәдики мәсиһийләр җамаитиниң периштәсигә мундақ
яз: «Муқәддәс вә Ишәнчлик, қолида Давутниң ачқучи болған, ишикни ачсам һеч ким япалмайду, япсам һеч ким ачалмайду,
дегүчи мундақ дәйду:
8 Сениң әмәлиятиңни билимән. Күчүң аҗиз болсиму, тәлимимгә әмәл қилдиң вә намимни инкар қилмидиң. Шуниң үчүн алдиңда һеч ким япалмайдиған бир ишикни ечип қойдум.
9 Қара, шәйтан груһидикиләргә, өзлирини йәһудий дәп атавалған, әмәлиятта йәһудий әмәс алдамчиларни шундақ
ақивәткә қалдуримәнки, улар келип сениң айиғиңға жиқилиду вә Мениң сени яхши көридиғанлиғимни көриду.
10 Бәрдашлиқ бериш һәққидики әмримгә әмәл қилғанлиғиң үчүн, бу дуниядики инсанларни синаш мәхситидә пүтүн йәр йүзигә балаю-апәт чүширилидиған вақитта сени униңдин қоғдап қалимән.
11 Туюқсиз келимән. Таҗиңни башқиларниң тартивалмаслиғи үчүн, өзәңдә бар болғанни чиң сақла.
12 Ғалибә қилғучини Худаниң ибадәтханисиға түврүк қилимән. Бундақ адәм у йәрдин әсла кәтмәйду. Униң вуҗудиға Худайимниң намини, Худайимниң шәһириниң намини, йәни асмандин — Худаниң йенидин чүшидиған йеңи Йерусалимниң намини вә Мениң йеңи намимни язимән.
13 Муқәддәс Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини қулиғиңларда чиң тутуңлар!»
Лаодикиядики мәсиһийләр җамаитигә йезилған хәт
14 — Лаодикиядики мәсиһийләр җамаитиниң периштәсигә мундақ яз:«Амин Аталғучи, йәни садиқ вә ишәнчлик Гувачи, Худа яратқан мәвҗудатларниң Мәнбәси мундақ дәйду:
15 Сениң әмәлиятиңни билимән. Сән ишәнчтә соғму әмәс, қизғинму әмәс. Йә соғ, йә қизғин болсаңчу кашки.
16 Сән йә соғ, йә қизғин әмәс, бәлки илман судәк болғанлиғиң үчүн, сени ағзимдин түкүрүп чиқириветимән.
17 Баймән, баяшәтликтә яшаватимән, һеч нәрсигә һаҗәт әмәсмән, дәйсән. Лекин бечарә, ечинишлиқ, намрат, кор вә ялиңач екәнлигиңни билмәйсән.
18 Шуңа бай болушуң үчүн от билән тавланған алтун, ялиңачлиқ әйивиңни йепишиң үчүн кийидиған ақ кийим-кечәк, көрүшүң үчүн көзлириңгә сүртидиған мәлһәмләрни Мәндин сетивелишиңни тәвсийә қилимән.
19 Мән өзәм яхши көридиған кишиләрниң һәммисини әйивини көрситип тәрбийиләймән. Шуниң үчүн қизғин болуп, гуналириңға товва қил.
20 Қара, Мән һазир ишик алдида туруп, ишикни қеқиватимән. Әгәр бири авазимни аңлап ишикни ачса, униң йениға киримән. Мән
униң билән, уму Мән билән биллә ғизалиниду.
21 Мән ғалибә қилип, Атамниң тәхтидә Униң билән биллә олтардим. Шуниң үчүн Мәнму ғалибә
қилғучиларға тәхтимдә Мән билән биргә олтириш һоқуқини беримән.
22 Муқәддәс Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини қулиғиңларда чиң тутуңлар!»