Юһаннаниң йәттә мәсиһийләр җамаитигә салам йоллиши
1 Мәзкүр китап Әйса Мәсиһниң аянидур. Худа йеқин кәлгүсидә йүз бериши муқәррәр болған вақиәләрни Өз хизмәткарлириға көрситиш үчүн, Әйса Мәсиһкә бу аянни бәрди. Мәсиһ буни Өз периштәси арқилиқ хизмәткари Юһаннаға аян қилди.
2 Юһанна Худаниң Сөзи — Әйса Мәсиһ бәргән гувалиққа, көргәнлириниң һәммисигә гувалиқ бәрди.
3 Бу пәйғәмбәрлик сөзләрни оқуп бәргән вә уни аңлап әмәл қилғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки бу ишларниң әмәлгә
ашидиған вақти йеқиндур. Юһаннаниң йәттә мәсиһийләр җамаитигә салам йоллиши
4 Мәнки Юһаннадин Асия өлкисидики йәттә мәсиһийләр җамаитигә салам! Һазир вә әзәлдин Бар Болған һәм кәлгүсидә Кәлгүчидин, Униң тәхтиниң алдидики йәттә роһтин,
5 садиқ Гувачи, өлүмдин тунҗа Тирилгүчи, дуния падишалириниң Һөкүмрани болған Әйса Мәсиһтин силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ болғай. У бизни сөйди, Өз қени билән бизни гуналиримиздин азат қилди,
6 бизни бир падишалиқ қилип уюштуруп, Өз Атиси Худаниң хизмитидики роһаний қилди. Барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт Униңға мәңгү мәнсүп болғай, амин!
4. «Йәттә» дегән санниң камаләткә йәткән, мукәммәл дегән мәнаси бар болуп, «йәттә роһ» Худаниң Муқәддәс Роһини көрситиду.
7 Мана У булутлар үстидә кәлмәктә. Һәммә көзләр, һәтта Униң тенини нәйзилигәнләрму Уни көриду. Йәр йүзидики пүткүл хәлиқләр Униң үчүн һаза тутиду. Бу иш җәзмән болиду, амин!
8 Пәрвәрдигар Худа дәйдуки: «Баш вә Ахир Өзәмдурмән. Һазир вә әзәлдин Бар Болған һәм Мәңгү Бар Болғучимән, шундақла һәммигә қадирдурмән». Тирилгән Мәсиһниң Юһаннаға көрүнүши
9 Мән қериндишиңлар Юһаннамән. Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн азап-оқубәткә, Худаниң Падишалиғиға вә сәвир-тақәткә ортақмиз. Худаниң Сөзи вә Әйса Мәсиһниң қилған гувалиғини тарқатқанлиғим үчүн, бир мәзгил Патмос арилида мәһбус болуп туруп қалғандим.
10 Рәббимизниң күнидә Муқәддәс Роһниң мени илкигә елиши билән, кәйнимдин кәлгән канай авазиға охшап кетидиған үнлүк бир авазни аңлидим.
11 Бу аваз: «Көридиғанлириңни китап қилип яз вә уни йәттә мәсиһийләр җамаитигә, йәни Әфәс, Измир, Пәргама, Тиятира, Сардис, Филаделфийә вә Лаодикия шәһәрлиригә әвәт», дегән еди.
12 Маңа сөзлигүчини көрүш үчүн кәйнимгә бурулдум. Бурулғинимда, көзүмгә йәттә алтун чирақдан
13 вә уларниң оттурисида учисидики тони ошуғиғичә чүшүп туридиған, көксигә алтун бәлбағ бағлиған Инсан Оғлиға охшайдиған Бири көрүнди.
14 Униң чечи ақ жуң вә қардәк аппақ еди. Көзлири гоя ялқунлап турған оттәк еди.
15 Путлири очақта тавлинип пақириған мисқа охшатти, авази шақирап еқиватқан суниң шавқунидәк еди.
16 У оң қолида йәттә юлтуз тутқан болуп, ағзидин икки бислиқ өткүр бир қилич чиқип туратти. Чирайи худди
чиңқи чүш вақтидики қуяштәк парлақ еди.
17 Уни көргинимдә, айиғиға өлүктәк жиқилдим. У оң қолини учамға қоюп мундақ деди:— Қорқма, Тунҗа вә Ахирқи Мән болимән.
18 Һаят болғучи Өзәмдурмән. Мән өлгән едим, лекин әнди мәңгү һаят яшаймән. Өлүм вә өлүкләр дияриниң ачқучи Мениң қолумда.
19 Шуниң үчүн көргәнлириңни, йәни һазир болуватқан вә кәлгүсидә болидиған ишларни йезип қалдур.
20 Йәттә алтун чирақдан вә сән оң қолумда көргән йәттә
----------------------------------------------------------------------
4. «Йәттә» дегән санниң камаләткә йәткән, мукәммәл дегән мәнаси бар болуп, «йәттә роһ» Худаниң Муқәддәс Роһини көрситиду.
10. «Рәббимизниң күни» һәптиниң башлиниш күнини, йәни йәкшәнбә күнини
көрситиду. Бу күндә Әйса Мәсиһ өлүмдин тирилгән. юлтузниң сириға кәлсәк, йәттә юлтуз йәттә мәсиһийләр периштәлири. Йәттә чирақдан
болса, йәттә җамаәттур.