1 Һәр қетимлиқ баш роһаний кишиләр арисидин таллинип, өз хәлқигә вакалитән Худаға хизмәт қилишқа тайинлинип, уларниң
Худаға аталған һәдийәлирини вә гуналири үчүн қилған қурванлиқлирини Худаға суниду
2 вә Худаниң йолини билмәй йолдин чәтнигәнләргә мулайимлиқ билән муамилә қилалайду, чүнки униңму нурғун аҗизлиқлири бар.
3 Шуниң үчүн у хәлқиниң гуналири үчүнла әмәс, өз гуналири үчүнму қурванлиқ сунуши керәк.
4 Һеч бир киши баш роһаний мәртивисигә өзлүгидин еришәлмәйду, пәқәт Һарунға охшаш, Худа тәрипидин чақирилғандила бу мәртивигә еришәләйду.
5 Худди шуниңдәк Әйса Мәсиһму Баш Роһаний мәртивисигә Өзлүгидин еришкән әмәс. Бәлки Худа Уни тайинлап, Униңға: «Сән Мениң Оғлумсән, Бүгүн Мән Сениң Атаң екәнлигимни җакалидим», дегән.
6 Муқәддәс Язмиларниң йәнә бир йеридә Худа Униңға: «Сән Малкисидиққа охшаш тәртиптә тайинланған мәңгүлүк Роһанийсән», дегән.
7 Әйса Мәсиһ йәр йүзидики вақтида, Өзини өлүмдин қутқузалайдиған Худаниң алдида қаттиқ жиғлап туруп, көз яшлири билән дуа-тилавәт қилған. Униң садақәтмәнлигидин дуалири Худаға йәткән еди.
8 Гәрчә У Худа Оғли болсиму, азап чекиш җәриянида бойсунушни үгәнди.
9 У мана мошундақ пүтүнләй бойсунғачқа, мукәммәл Баш Роһаний болуш һөддисидин чиқип, Өзигә бойсунғучиларниң һәммиси үчүн мәңгүлүк қутқузулуш мәнбәси болди.
10 У Худа тәрипидин худди Малкисидиққа охшаш тәртиптә Баш Роһаний қилип җакаланди. Ишәнчтин янмаслиққа агаһландуруш
11 Бу һәқтә ейтишқа тегишлик нурғун сөзлирим бар, лекин чүшинәй демәй аңлапла қойсаңлар, буни силәргә чүшәндүрүш тәс 12 Гәрчә силәр аллиқачан тәлим бәргүчи болушқа тегишлик болсаңларму, бирақ әмәлиятта силәр йәнила башқиларниң Худаниң сөзи тоғрисидики асасий билимләрни баштин үгитишигә муһтаҗсиләр. Демәк, силәргә йемәклик әмәс, бәлки йәнила сүт керәк.
13 Чүнки пәқәт сүткила тайинидиғанлар бовақтин пәриқсиз болуп, уларда һәққанийәт һәққидики тәлимләрни егиләш тәҗрибиси камдур.
14 Йемәклик болса йетилгәнләр үчүндур. Чүнки уларниң әқли йетилиш җәриянида яхши-яманни пәриқ етишкә көнгәндур.