Яқупниң Әсавниң алдиға хизмәтчилирини әвәтиши
1 Яқуп сәпирини давамлаштуруватқанда, йол үстидә униңға Худаниң периштәлири учриди.
2 Яқуп уларни көрүп: «Бу йәр Худаниң дәргаһи екән!» деди вә у җайниң намини Маһанаим дәп атиди.
3 Яқупниң акиси Әсав Идом, йәни Сәир районида турувататти. Яқуп униң алдиға хәвәрчи әвәтип,
4 уларға мундақ буйриди:— Акам Әсавға мундақ дәңлар: «Қуллири Яқуптин салам! Униңдин
сизгә мундақ хәвәр бар: ‹ Мән Лабанниң йенида та һазирғичә туруп, әнди қайтип кәлдим.
5 Мәндә кала, қой, өшкә, ешәк вә қуллар бар. Яхши болуп қалайли, › дәп алдиңизға хәвәрчилиримни әвәттим!»
6 Яқупниң хәвәрчилири қайтип келип, униңға:— Биз акиңиз Әсав билән көрүштуқ. У төрт йүз адәмни елип, сиз билән көрүшкили йолға чиқти, — дәп җавап бәрди.
7 Яқуп қорқунуч вә тәшвиш ичидә өз адәмлирини икки топқа бөлди һәм қой, өшкә, кала вә төгиләрниму иккигә айриди.
8 У: «Әгәр Әсавниң адәмлири бир топқа һуҗум қилса, йәнә бир топ қечип қутулуп қалар», дәп ойлиди.
9 Андин Яқуп мундақ дуа қилди:— Әй бовам Ибраһим билән атам Исһақ етиқат қилип кәлгән Худа, дуайимға
қулақ салғайсән! Әй Пәрвәрдигар, Сән мени жутумға һәм туққанлиримниң йениға қайтишқа буйруған вә һәммә ишлиримни оң қилип беридиғанлиғиңни ейтқан едиң.
10 Мән Сениң мәндәк хизмәткариңға көрсәткән барлиқ меһриванлиғиң вә вападарлиғиңға лайиқ әмәсмән. Бурун
мән Иордан дәриясидин өткинимдә, қолумда пәқәт бир һасила бар еди. Әнди бу икки топ
кишини башлап қайтиватимән.
11 Мени акам Әсавниң қолидин қутқузғайсән. Мән униң мени, һәтта хотун вә бала-җақилиримниму өлтүрүветишидин қорқимән.
12 Һәммә ишлиримни асан қилидиғанлиғиң вә маңа деңиз бойидики қумдәк һәдди-һесапсиз нурғун әвлат беридиғанлиғиң тоғрисида қилған вәдәңни есиңдә тутқайсән.
13‑15 Яқуп у йәрдә бир кечә қонуп, өз мелиниң бир қисмини, йәни икки йүз өшкә, жигирмә текә,
икки йүз сағлиқ қой, жигирмә қошқар, ботилақлири билән қошуп оттуз чиши төгә, қириқ кала,
он буқа, жигирмә мада ешәк вә он һаңга ешәкни акиси Әсавға соға қилишқа таллиди.
16 У бу малларни айрим-айрим пада қилип, һәр бир топ падиға хизмәтчи тайинлап, уларға:
— Силәр алдимда меңивериңлар. Һәр бир топ падиниң арисида бәлгүлүк арилиқ қоюп һайдаңлар, — деди.
17 У йол башлап маңған хизмәтчисигә:— Акам Әсав саңа учриғанда, әгәр: «Ғоҗайиниң ким? Қәйәргә
барисән, алдиңдики бу маллар кимниң?» дәп сориса,
18 сән: «Булар хизмәткариңиз Яқупниң. Бу болса униң ғоҗайини Әсавға қилған соғиси. Өзи кәйнимиздә келиватиду», дәп җавап бәргин, — деди.
19‑20 У иккинчи, үчинчи вә башқа падилирини һайдиғанларниң һәммисигә:
— Силәр Әсавға учриғанда: «Хизмәткариңиз Яқуп кәйнимиздә келиватиду!» дейишиңлар керәк,
— дәп буйриди. Яқуп ичидә: «Мән бу соғилар билән униң аччиғини яндурсам,көрүшкән чеғимизда у бәлким мени кәчүрүветәр», дәп ойлиди.
21 Шуниң билән у соға елип маңғучиларни авал йолға селиветип, кечини шу йәрдә өткүзди.
Яқупниң Худа билән челишиши
22 Шу күни кечидә Яқуп орнидин туруп, икки аяли, икки кичик хотуни вә он бир пәрзәндини елип Яббук дәриясидин өтти.
23 Уларни судин өткүзгәндин кейин, һәммә тәәллуқатлириниму қарши тәрәпкә өткүзүвәтти.
24 Өзи болса бу тәрәптә ялғуз қалди. Андин бир Киши келип Яқуп билән таң атқичә челишти.
25 У Киши Яқупни йеңәлмәйдиғанлиғиға көзи йетип, униң ямпишиға тегип қойди. Буниң билән Яқупниң сүйиги орнидин чиқип кәтти.
26 У Киши: — Таң атай дәп қалди, Мени қоюп бәр! — деди.— Сән маңа бәхит ата қилмиғичә, қоюпбәрмәймән, — деди Яқуп.
27 У Киши униңдин: — Исмиң немә? — дәп сориди.— Исмим Яқуп, — дәп җавап бәрди у.
28 Һелиқи Киши йәнә:— Буниңдин кейин исмиң Яқуп әмәс, Исраил болсун, чүнки сән
Худа вә инсан билән челишип шөһрәт қазандиң, — деди.
29 Яқуп Униңдин:— Ейтқин, сениң исмиң немә? — дәп сориди.Һелиқи Киши:
— Исмимни сорима, — дәпла, Яқупқа бәхит ата қилди.
30 Яқуп:— Мән Худа билән үзму-үз көрүшкән болсамму, җеним сақ қалди! — деди.
Шуниң билән у бу йәрниң намини Пениәл дәп атиди.
31 Яқуп Пениәлдин йолға чиққанда, күн чиққан еди. Униң сүйиги орнидин чиқип кәткәчкә, асқап маңатти.
32 Шу сәвәптин исраиллар та бүгүнгичә һайванларниң ямпишиниң сиңирини йемәйду, чүнки Худа Яқупниң ямпишиға тәккән.