1-2 Биз силәрниң хәвириңларни алалмай тақитимиз қалмиғанда, өзимиз Афина шәһиридә ялғуз қелип,
алдиңларға қериндишимиз һәм Худа йолида биз билән биллә Әйса Мәсиһ һәққидики Хуш Хәвәрни
тарқитиватқан хизмәтдишимиз Тимотийни әвәтишни қарар қилдуқ.
3 Бизниң уни әвәтишимиздики мәхситимиз, силәрниң көз алдиңлардики қийинчилиқлар сәвәвидин ишәнчиңларниң
тәвринип қалмаслиғи һәм силәрни илһамландуруш вә ишәнчиңларни күчәйтиштур. Бизниң чоқум қийинчилиққа
учрайдиғанлиғимизму силәргә мәлум.
4 Биз силәр билән биллә болған вақтимизда, һәммимизниң қийинчилиқларға учрайдиғанлиғимизни силәргә алдин-ала
ейтқан едуқ. Әмәлияттиму дегинимиздәк болди.
5 Шу сәвәптин тақитим тақ болуп, ишәнчиңларниң зади қандақ екәнлигини билиш үчүн, Тимотийни йениңларға әвәткән
едим. Мән шәйтанниң силәрни аздуруши вә буниң билән бизниң силәргә сиңдүргән әҗримизниң
бекарға кетишидин әнсиригән едим.
6 Лекин йеқинда йениңлардин қайтип кәлгән Тимотий ишәнчиңлар вә меһир-муһәббитиңлар тоғрисида бизгә яхши хәвәр
елип кәлди. У силәрниң бизни һәр дайим хурсәнлик билән әсләп турғанлиғиңларни, худди бизниң силәрни көргүмиз
кәлгәндәк, силәрниңму бизни көргүңлар кәлгәнлигини ейтти.
7 Қериндашлар, силәрниң ишәнчиңлар аҗизлашмапту. Мошундақ җапа-мәшәқәт вә қийинчилиқлар ичидә турған биз буниңдин
чоң илһам алдуқ.
8 Чүнки Рәббимизгә болған ишәнчиңлар мустәһкәм болғанлиғи үчүн, биз һәқиқәтән яңливаштин роһландуқ,
9 силәр үчүн хошаллиққа чөмдуқ. Бундақ әһвалда биз Худаниң алдида силәр үчүн қандақму тәшәккүр ейтмай туралаймиз!
10 Силәр билән дидар көрүшүш вә ишәнчиңлардики йетәрсизликләрни түзитишкә ярдәм берәлишимиз үчүн, кечә-күндүз чин
қәлбимиздин Худаға дуа қилмақтимиз.
11 Атимиз Худа вә Рәббимиз Әйса бизниң силәр билән көрүшүшимизгә йол ачқай.
12 Рәббимиз силәрниң бир-бириңларға вә һәммә адәмләргә болған меһир-муһәббитиңларни бизниң силәргә болған
меһир-муһәббитимиздәк толуп таштурғай.
13 Һәм шу арқилиқ Рәббимиз Әйса Өзигә мәнсүп болған барлиқ муқәддәс хәлқи билән биллә қайтип кәлгинидә, силәрниң
Атимиз Худаниң алдида әйипсиз вә пак болушуңлар үчүн ирадәңларни мустәһкәм қилғай!