1 Биз силәргә йәткүзгән Хуш Хәвәр дәл Рәббимизниң сөзидур.
2 Шуниң үчүн барлиқ яманлиқ, һелигәрлик, сахтипәзлик, көрәлмәслик вә төһмәтхорлуқларни ташлаңлар.
2‑3 Силәр Рәббимизниң меһир-шәпқитидин һөзүрләнгән екәнсиләр, худди йеңи туғулған бовақ аниниң сүтигә тәшна болғандәк, силәрму Худаниң сап сөзигә тәшна болуңлар. Буниң билән силәр гуналириңлардин үзүл-кесил қутқузулғичә, ишәнчидә өсүп йетәләйсиләр.
4 Әйса Мәсиһ Худаниң салмақчи болған ибадәтханисиниң тирик һул Тешидур. Кишиләр Уни рәт қилған болсиму, лекин Худа Уни
таллиди вә қәдирлиди, шуңа силәр Әйса Мәсиһкә йеқинлишиңлар.
5 Шундақ қилсаңлар, Худаниң ибадәтханисиниң селишқа ишлитилидиған тирик ташлардин болисиләр. Силәр Худаға аталған роһанийлар болуп, Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға хизмәт қилиш вә мәдһийә ейтиш қатарлиқ Худани хурсән қилидиған қурванлиқларни берәләйсиләр.
6 Муқәддәс Язмиларда мундақ дейилгән: «Қараңлар, талланған бир қиммәтлик һул Тешини Сионға қойдум.
Униңға ишәнгәнләр һәргиз наүмүттә қалмайду».
7‑8 Силәр Әйса Мәсиһтин ибарәт бу һул Тешиға ишәнгәнлигиңлар үчүн, бу һул Теши силәргә нисбәтән қиммәтликтур. Лекин Униңға ишәнмәйдиғанларға нисбәтән бу һул Теши дәл Муқәддәс Язмиларда дейилгинидәк: «Қурулушчилар ташлавәткән бу Таш Қурулушниң мәркизий һул Теши болуп қалди!» «Бу Таш кишиләр путлишидиған Таш болди, Адәмни жиқитидиған Таш болди».
Улар Худаниң Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвирини рәт қилғанлиғи үчүн бу Ташқа путлишиду. Уларниң бундақ болуши алдин-ала бәлгүләнгән.
9 Лекин силәр болсаңлар Худаниң таллиғанлири, Униң Падишалиғиниң роһанийлири, Худаға аталған хәлиқ, шундақла Худаға мәнсүп болғанларсиләр. Силәрни қараңғулуқтин Өзиниң парлақ йоруқлуғиға чақирған Худа Өзиниң улуқлуғини башқиларға йәткүзүшүңлар үчүн силәрни таллиди.
10 Бурун силәр Худаниң хәлқи әмәс едиңлар, лекин әнди Худаниң хәлқисиләр. Бурун силәр Худаниң рәһим-шәпқитигә еришмигән едиңлар, лекин әнди ериштиңлар. Худаниң садиқ хизмәткарлири болуңлар
11 Қәдирлик қериндашлирим, силәр бу дунияда пәқәт мусапир вә меһмансиләр. Шуңа силәрдин өтүнүп сораймәнки, өзәңларни силәр
12 Әйса Мәсиһкә ишәнмәйдиғанлар алдида есил пәзиләт билән яшаңлар. Мошундақ қилғанда, гәрчә улар силәрни яман адәм дәп төһмәт қилсиму, лекин силәрниң яхши әмәлиятиңларни көрүп, Рәббимиз Әйса қайта кәлгән күни Худани улуқлайду.
13‑14 Рәббимизни һөрмәтләш үчүн, инсанлар арисидики һоқуқдарларға, йәни әң жуқури мәнсәптики падиша вә униң қол астидики һакимларға бойсунуңлар. Бу һоқуқдарлар яман иш қилғучиларни җазаға тартиш, яхши иш қилғучиларни һөрмәткә сазавәр қилиш үчүн тайинланған.
15 Худаниң ирадиси шуки, силәрниң үстүңлардин шикайәт қилидиған надан адәмләрниң зуванини яхши әмәлиятиңлар арқилиқ тувақлаштур.
16 Силәр әркин адәм болуп, һеч ким силәрниң ундақ яки бундақ қилиш-қилмаслиғиңларни мәнъий қилалмайду. Лекин бу әркинликни яман ишларни қилишниң баниси қиливалмай, Худаниң садиқ хизмәткарлири болуп яшаңлар,
17 барлиқ инсанларни һөрмәтләңлар, мәсиһий қериндашлириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар, Худадин қорқуңлар, Падишани һөрмәтләңлар. Әйса Мәсиһ сәвир қилишниң үлгисидур
18 Әй қуллар, ғоҗайинлириңларни һөрмәтләп, уларға бойсунуңлар. Силәр яхши вә хуш пеил ғоҗайинларғила әмәс, бәлки қаттиқ қол ғоҗайинларғиму бойсунуңлар.
19 Әгәр араңлардин бири наһәқ азап-оқубәт чәксә һәм бу азап-оқубәткә сәвир-тақәт қилиш Худаниң ирадиси екәнлигини билип, униңға сәвир-тақәт қилса, у Худани хурсән қилиду.
20 Әгәр хаталиқ өткүзүп, тегишлик җазаға тартилғанда, униңға бәрдашлиқ бәрсә, буниң махтинидиған һеч йери йоқ! Лекин яхши ишларни қилип, азап-оқубәт чәксә һәм униңға бәрдашлиқ бәрсә, у Худани хурсән қилиду.
21 Чүнки силәр мана шундақ азап- оқубәткә чақирилдиңлар. Әйса Мәсиһму силәр үчүн азап-оқубәт чекип, силәрни Өзиниң изидин маңсун, дәп силәргә үлгә қалдурди.
22 Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «У гуна қилмиған, ағзидин бирәр еғизму һейлә-микирлик сөз чиқмиған».
23 Әйса Мәсиһ һақарәткә учриғанда, тил қайтурматти. Азап-оқубәт чәккәндә, һеч кимгә қорқунуч салматти, әксичә Өзини адил һөкүм қилидиған Худаға тапшуратти.
24 У бизниң гунаниң илкидә яшимаслиғимиз, бәлки һәққанийлиқ йолида меңишимиз үчүн, гуналиримизни Өз зиммисигә
елип чапрас яғачқа миқлинип қурван болди. Силәр Униң ярилири билән шипа таптиңлар.
25 Чүнки бурун силәр йолдин азған қойларға охшаттиңлар, лекин һазир өзәңларни қоғдайдиған Қойчиниң, йәни Әйса Мәсиһниң йениға қайтип кәлдиңлар.