"Һәқиқәтни билгүңиз келәмду" Интернет радиоси.
Худа сизни нәқәдәр сөйдики, У Өзиниң ялғуз Оғлини сиз үчүн қурбан қилди.
Рәб Әйсаниң қорқунучлуқ өлүми
Рим әскәрлири һәзрити Әйсаниң кийимлирини салдуруп, икки қолини яғачқа таңди. Һәзрити Әйса учида наһайити көп кичик тасмилири бар хурум қамча билән урулди. Һәр бир кичик тасминиң учиға учлуқ устихан яки металл парчилири уланған еди.
Һәзрити Әйсаға һәр бир қамча урулғанда, әшу учлуқ устиханлар билән металл парчилири Униң бәдинигә санж,илатти. Таяқ дәстидин Униң дүмбисидики қан билән гөшни айривалғили болматти. Нурғунлиған адәмләр Рим әскәрлириниң мошундақ уруши нәтиж,исидә өлүп кетәтти. Топланған хәлиқ аммиси Һәзрити Әйсани мәсқирә қилип, Униң йүзигә түкүрүшти. Әскәрләр Униң икки көзини теңип қоюп, новәтлишип Уни мазақ қилди Һәм Уни урди. Муқәддәс Китапта: һеч қандақ бир адимизатниң йүзи Униңкигә охшаш зәхимлинип баққан әмәс, У мәсқирә қилинип, тикәндин ясалған таж,а Униң бешиға кийдүрүлгән, еғир чапрас яғач Униң мүрисигә артилған һалда ж,аза мәйданиға елип берилди, дәп йезилған. Мана қиммәтлик қериндишим, Һәзрити Әйса адәмзатниң мәңгүлүк һаятқа еришиши үчүн шу қәдәр азапланди.
Худа сизгә яр болсун!